Фуҗйән орманчилиқ университети, оқуғучи зуляр ясинниң тутқунда икәнликини дәлиллиди
2022.08.03

Йеқинда норвегийәдики уйғуряр фонди фуҗйән орманчилиқ университетиниң тутқундики оқуғучиси зуляр ясинниң мушу айниң 24-күни соти ечилидиғанлиқи һәққидә учур алған.
Телефонимизни қобул қилған фуҗйән орманчилиқ университети хадими зуляр ясинниң тутқунда икәнликини дәлиллиди, әмма сот күни һәққидә мәлумат бәрмиди. Үрүмчи шәһиридики алақидар бир сақчи хадими, зуляр ясинниң делоси һәққидә мәлумат бәрмигән болсиму, әмма униң үстидин йеқинда сот ечилидиғанлиқини инкар қилмиди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.
Бир қанчә айниң алдида голландийәдә яшаватқан разийә җалалидин ханим җийәни зуляр ясинниң тутқунда икәнлики һәққидә гуваһлиқ баянати бәргән. Баянаттин мәлум болушичә, 1996-йили туғулған зуляр ясин 2014-йили түркийәгә келип истанбул университетида икки йил оқуған. 2016-Йили үрүмчигә қайтип хитайниң дөләтлик алий мәктәп имтиһаниға қатнашқан вә әла нәтиҗә билән фуҗийән орманчилиқ университетиға қобул қилинған. У оқушиниң ахирқи йили, йәни өткән йили 12-айда үрүмчидә практика қиливатқан мәзгилидә тутқун қилинған.
Разийә ханим бу әһвални хәлқараға ашкарилиғандин кейин, хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянат елан қилип, хитайни әйиблигән; әмма һазирға қәдәр хитай тәрәп зуляр ясинниң әһвали һәққидә аилиси вә ахбаратқа һечқандақ мәлумат бәрмигәниди.
Йеқинда норвегийәдә паалийәт елип бериватқан уйғуряр фонди, үрүмчидики алақидар қаналлири арқилиқ, зуляр ясинниң үстидин мушу 24-авғуст күни сот ечилидиғанлиқи һәққидә учур алған.
Биз бүгүн, йәни 2-авғуст күни фуҗйән орманчилиқ университетиға телефон қилип, зуляр ясин һәққидә мәлумат соридуқ. Биз бу хадимдин бу мәктәпниң зуляр ясин дәп бир оқуғучиси болған-болмиғанлиқини сориғинимизда, у: “тутулуп кетилгән оқуғучиму?” дегән тәкрарлима соали арқилиқ зуляр ясинниң тутқунда икәнликини дәлиллиди. Биз униңдин, зуляр ясинниң немә үчүн тутулғанлиқи вә кесилгән-кесилмигәнликини сориғинимизда, у зуляр ясинниң делосиниң тәпсилатидин хәвири йоқлуқини әскәртип, бу дело һәққидә, мәктәп оқуғучилар бөлүминиң мәлумат барлиқини ашкарилиди.
Зулярниң голландийәдики кичик аписи разийә җалалидин ханим, зулярниң йеқинқи әһвали һәққидә һечқандақ учурға еришәлмигән. Уйғуряр фондиниң йетәкчиси паалийәтчи абдувәли аюпниң баян қилишичә, үрүмчи оттура сот мәһкимиси зуляр үстидин бу йил 6-айда бир қетим сот күнини бекитип, арқидин сотни бикар қилған вә бу нөвәт иккинчи қетимда 24-авғуст күнини сот үчүн бекиткән. Абдувәли аюпниң дейишичә, үстидин сот ечилиш 2017-йилдин кейинки тутқунда интайин аз көрүлүватқан қанун тәртипи болуп, буму, зуляр ясин һәққидә голландийәдики кичик аписи елип барған паалийәтләрниң нәтиҗиси болуши мумкин икән.
Бу һәқтә телефонимизни қобул қилған үрүмчидики бир сақчи хадими, зуляр ясинниң 24-чесла ечилидиған сотиниң қайси сот мәһкимиси тәрипидин ечилидиғанлиқи һәққидики соалимизға җавабән, бу һәқтә үрүмчигә келип мәлумат елишимизни тәвсийә қилди; әмма, у зуляр үстидин сот ечилидиғанлиқини инкар қилмиди.
Юқирида, фуҗйән орманчилиқ университетиниң оқуғучиси зуляр ясинниң тутқунда икәнликиниң дәлилләнгәнлики вә 24-авғуст күни соти ечилиш еһтималлиқи һәққидә аңлитиш бәрдуқ.