Зумрәтай әркин розвелт әркинлик мукапатини тапшурувалди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.04.11
zumretay-erkin-mukapat-1.1.jpg Долқун әйса әпәнди вә зумрәтай әркин ханим медилбург шәһириниң шәһәр башлиқи билән биллә. 2024-Йили 11-апрел, голландийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси, қурултай аяллар комитетиниң мудири вә қурултай хәлқара алақә бөлүминиң директори зумрәтай әркин 2024-йиллиқ розвелт әркинлик мукапатиға талланған болуп, бу дуняниң һәрқайси әллиридә яшаватқан уйғурларни иптихарландурған иди. Зумрәтай әркин бүгүн, америкиниң 32-пирезиденти розвелтниң ана юрти вә розвелт фонди җәмийитиниң мәркизи җайлашқан голландийәниң миддәлбург шәһиридә дуняниң һәрқайси әллиридин кәлгән юқири дәриҗилик әрбабларниң қатнишишида өткүзүлгән дағдуғилиқ мукапат тарқитиш мурасимида “розвелт әркинлик мукапати” ни тапшуруп алған.

Зумрәтай әркин ханим “розвелт әркинлик мукапати” ни тапшурувелиш мурасимида сөзлимәктә. 2024-Йили 11-апрел, голландийә.
Зумрәтай әркин ханим “розвелт әркинлик мукапати” ни тапшурувелиш мурасимида сөзлимәктә. 2024-Йили 11-апрел, голландийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Розвелт фонди җәмийити тәрипидин йилда бир қетим 4 категорийә бойичә тарқитилидиған вә “әркинлик мукапати” дәпму аталған мәзкур мукапат, пирезидент розвелт тәрипидин 1941-йили 1-айниң 6-күни америка дөләт мәҗлисидә елан қилинған. 1950-Йилидин етибарән бу мукапат инсанларниң 4 чоң әркинлики пиринсипиға таянған алаһидә әркинлик мукапати болуп қалған. Бу 4 чоң әркинлик инсанларниң пикир әркинлики, ибадәт әркинлики, йоқсуллуқтин қутулуш әркинлики, қорқунч вә тәшвиштин қутулуш әркинликидин ибарәт.

Зумрәтай әркин буниң ичидики ибадәт әркинлики категорийәси бойичә мукапатқа лайиқ көрүлгән.

Нәқ мәйдандин радийомиз зияритини қобул қилған зумрәтай әркин, бу мукапатни тапшуруп алғандики хушаллиқини көпчилик билән ортақлашти һәмдә униң роза һейтта бир уйғур қизиға берилишиниң чоңқур мәнигә игә икәнликини билдүрди.

Мукапат тарқитиш мурасими үчүн, зумрәтай әркин, долқун әйса, қурултай тәшвиқат бөлүми хадимлири 10-апрел голландийәгә йетип кәлгән. Мурасимға қурултайниң голландийә вәкиллири вә голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ, шундақла белгийә уйғур җәмийити вәкиллириму қатнашқан. Долқун әйсаму нәқ мәйдандин, бу қетимқи мукапат тапшурувелиш җәряни вә бир уйғур қизиниң бу мукапатқа лайиқ көрүлүшиниң әһмийитини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Зумрәтай әркин ханим голландийә падишаһи виллиям александер әпәндигә уйғур ирқи қирғинчилиқини тонуштурмақта. 2024-Йили 11-апрел, голландийә.
Зумрәтай әркин ханим голландийә падишаһи виллиям александер әпәндигә уйғур ирқи қирғинчилиқини тонуштурмақта. 2024-Йили 11-апрел, голландийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Мурасимда риясәтчиниң тонуштурушидин кейин гүлдүрас алқиш садалири ичидә сәһнигә чиқип, мукапатни тапшурувалған зумрәтай әркин сөзгә тәклип қилинған. У сөзидә, бу йиллиқ ибадәт әркинлики мукапатиға еришкәнликидин толиму хурсән икәнликини ипадиләш билән биргә, һәр қандақ әркин вә демократик җәмийәтниң ул теши болған диний әркинликни қоғдашниң муһимлиқини тәкитләп өткән. Шундақла бүгүнки күндә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәдәнийәт, тил вә диний кимликини йилтизидин қомуруп ташлап, хитайлаштурушқа урунуватқанлиқини, уйғурларниң лагерларда қийин-қистақ вә басқунчилиқларға учраш, мәҗбурий әмгәккә селиниш қатарлиқ вәһший зулумға дучар болуватқанлиқини, шундақла 16 миң мәсчитни өз ичигә алған дуа-тилавәт сорунлири вә башқа муқәддәс җайларниң аталмиш “дөләт бихәтәрлики” намида вәйран қилинғанлиқини оттуриға қойған.

У йәнә уйғурларға зиянкәшлик қилишниң пәқәт хитай чеграси биләнла чәкләнмигәнликини, хәлқара җәмийәтниң бундақ еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики алдида сүкүт қилмаслиқини тәкитләп, шәрқий түркистандики диний әркинлик вә ирқий қирғинчилиқни тохтитишқа чақириқ қилған.

Зумрәтай әркин ханим вә долқун әйса әпәнди голландийә ханиши максима биән биллә. 2024-Йили 11-апрел, голландийә.
Зумрәтай әркин ханим вә долқун әйса әпәнди голландийә ханиши максима биән биллә. 2024-Йили 11-апрел, голландийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Зумрәтай мурасим сөзиниң ахирида, хитай түрмисидики шаир абдуқадир җалалидинниң “янарим йоқ” намлиқ шеирини уйғурчә вә инглизчә декламатсийә қилип, мурасим қатнашқучилирини қаттиқ һаяҗанға салған.

Зумрәтай радийомизға қилған сөзидә, “бу мукапатқа лайиқ көрүлүшүм уйғурлар мәсилисиниң йәнила хәлқараниң диққитидә икәнликини билдүриду” деди.

Розвелт фонди җәмийитиниң рәсмий торида зумрәтай әркингә әркинлик мукапати бериш сәвәби мундақ баян қилинған: “зумрәтай әркин узун йиллардин буян уйғурларниң һәқ-һоқуқи үчүн паалийәт қилди. Зумрәтай хитайниң уйғурларниң диний әркинликини бастурушиға вә уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқиға дәхли-тәруз қилишиға хәлқараниң диққитини тартти. У дуня миқясидики аяллар үчүн уйғур достлуқ гурупписи қурди вә уйғур мусапирлирини қоллаш үчүн бошашмай тиришиватиду. У йәнә дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси. У бирләшкән дөләтләр тәшкилатини өз ичигә алған хәлқаралиқ мунбәрләрдә уйғурларниң тили, мәдәнийити вә динини қоғдашни тәшәббус қилиду. Зумрәтай авазсизларниң авази болмақта”.

“розвелт әркинлик мукапати” ни тапшурувелиш мурасимиға қатнашқан уйғур вәкилләр хатирә сүрәттә. 2024-Йили 11-апрел, голландийә.
“розвелт әркинлик мукапати” ни тапшурувелиш мурасимиға қатнашқан уйғур вәкилләр хатирә сүрәттә. 2024-Йили 11-апрел, голландийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу мукапат тарқитиш мурасимға голландийә хан җәмәти вә голландийә һөкүмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири қатнашқандин башқа, дуняниң һәр тәрипидин кәлгән сиясәтчиләр, сиясий паалийәтчиләр, дипломатлар, ахбаратчилар қатнашқан. Йиғиндин кейин зумрәтай әркин вә дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсалар голландийә падишаһи вилям билән айрим сөһбәт елип бериш пурситигә еришкән болуп, зумрәтай әркин голландийә падишаһи вилямға уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.