Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда уйғур дияридики 630 йеза-қишлақниң намини өзгәрткән
2024.06.21
“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” вә норвегийәдики “уйғуряр” фонди бирликтә тәйярлиған бу доклатта көрситилишичә, 2009-йилидин 2023-йилиғичә болған арилиқта уйғур дияридики йеза-қишлақларға хас болған 3600 йәр нами өзгәртилгән яки қайта бекитилгән. Булардин 630 йеза-қишлақниң намлиридики “сәзгүр” тәркибләр, җүмлидин “хоҗа”, “ханиқа”, “султан”, “мәсчит”, “бәг”, “мазар”, “орда” дегәндәк намлар бирдәк “заманиви аталғу” ларға алмаштурулған. Буниң билән “қизил юлтуз”, “қизил байрақ”, “бәхт”, “достлуқ” дегәндәк сиясий мәнигә игә йеңи намлар барлиққа кәлгән.