Муһәммәд әмин буғра (41) : “үрүмчи сөһбити” вә вәтәнгә қайтиш

Вашингтондин мухбиримиз қутлан тәйярлиди
2024.01.30
Resim-1 Муһәммәд әмин буғра (оңдин 2-киши), мәсуд сабири (солдин 2-киши), әйса йүсүп алптекин (солдин 1-киши), бурһан шәһиди (оңдин 3-киши), лю меңчүн (оңдин 1-киши) үрүмчи боғда көлидә, 1947-йил яз
RFA/Qutlan

Или инқилабиниң партлиши, ят тупрақларда сиясий мусапирәт һаятини яшаватқан муһәммәд әмин буғра вәкилликидики шәрқий түркистанлиқ сәрхилларға мунқәрз вәтининиң упуқида парлиған һөрийәт қуяшиниң үмид нурини көрсәткән иди. Буниң нәтиҗисидә милләтчи хитай (гоминдаң) һөкүмитиниң һакимийәт мәркизидә йилларчә сиясий күрәшни давамлаштурған муһәммәд әмин буғра қатарлиқ сиясий сәрхиллар вәтәнгә қайтишниң җиддий тәрәддутиға киришиду. Һалбуки, уларниң 1944-йилиниң ахирлиридин башлиған вәтәнгә қайтиш тәләплири гоминдаң мәркизидики оң қанат хитай милләтчилириниң, шу җүмлидин җяң җйешиниң шәхсән қаршилиқиға учрайду. Мәсуд сабири, муһәммәд әмин буғра қатарлиқ кишиләрниң гоминдаң мәркизигә арқа-арқидин сунған вәтәнгә қайтиш тәләплири таки 1945-йили өктәбирдә или инқилабчилири билән гоминдаң мәркизий һөкүмити оттурисида “үрүмчи сөһбити” башланғучә изчил рәт қилиниду.

Гоминдаң мәркизий һөкүмити билән тинчлиқ сөһбити өткүзүш үчүн үрүмчигә әвәтилгән шәрқий түркистан җумһурийити сөһбәт вәкиллири рәһимҗан сабирһаҗи (солдин 2-киши), әхмәтҗан қасими (оңдин 2-киши), обулхәйр төрә (солдин 1-киши). 1945-Йил 10-ай, үрүмчи
Гоминдаң мәркизий һөкүмити билән тинчлиқ сөһбити өткүзүш үчүн үрүмчигә әвәтилгән шәрқий түркистан җумһурийити сөһбәт вәкиллири рәһимҗан сабирһаҗи (солдин 2-киши), әхмәтҗан қасими (оңдин 2-киши), обулхәйр төрә (солдин 1-киши). 1945-Йил 10-ай, үрүмчи
Тәйвән дөләтлик мәдәнийәт архип амбири

Ундақта, буғра вәкилликидики “үч әпәнди” ләрниң вәтәнгә қайтиш тәләплири немә үчүн гоминдаң мәркизидики оң қанат хитай милләтчилириниң шу қәдәр қаршилиқиға дуч келиду? мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң тәкитлишичә, гоминдаң даирилири бу мәсилидә бир тәрәптин, “үч әпәнди” ләрниң йиллардин буян хитай мәркизидә сүрдүрүп кәлгән шәрқий түркистанға даир сиясий күрәшлириниң тәсиридин әнсирисә; йәнә бир тәрәптин буғра қатарлиқ кона инқилабчиларниң уйғур хәлқи арисидики чақириқ күчидин әндишә қилған икән.

Гоминдаң мәркизидики оң қанат һоқуқдарлардин ака-ука чен лифу вә чен гофу, шундақла җяң җеши тәрипидин милитарист шең шисәйниң орниға “шинҗаң өлкисиниң рәислики” гә тәйинләнгән ву җуңшин маһийәт җәһәттин әшәддий һәм мутәәссип хитай милләтчилири иди. Болупму ву җуңшин, муһәммәд әмин буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ләрниң түрк милләтчилики идийәсигә чиш-тирниқи билән өч бири иди. Шуңа у үрүмчидин җяң җешиға арқа-арқидин телеграмма йоллап, “үч әпәнди” ләрниң хитай мәркизидин шәрқий түркистанға қайтип чиқишини тосайду. Бу нуқтида пикир баян қилған пирофессор алимҗан инайәт әпәнди, “әшәддий хитай милләтчиси болған ву җуңшин түрк милләтчиси болған буғра қатарлиқ <үч әпәнди> ниң үрүмчигә келишини әлвәттә халимайтти” дәйду.

Чин лифу вә чин гофуларниң “үч әпәнди” ниң шәрқий түркистанға қайтишиға рухсәт қилинмиғанлиқини йүзтуранә ейтқанлиқи һәққидә җяң җешиға йоллиған телеграммиси. 1944-Йил 25-өктәбир
Чин лифу вә чин гофуларниң “үч әпәнди” ниң шәрқий түркистанға қайтишиға рухсәт қилинмиғанлиқини йүзтуранә ейтқанлиқи һәққидә җяң җешиға йоллиған телеграммиси. 1944-Йил 25-өктәбир
RFA/Qutlan

Тәйвәндики “дөләтлик тарих сарийи” мәхпийәтликини бикар қилған гоминдаңниң 1940-йилларға даир архип һөҗҗәтлиригә қариғанда, ву җуңшин қатарлиқ мутәәссип хитай милләтчилири, таки 1945-йили өктәбир айлириға қәдәр буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ләрниң вәтәнгә қайтишиға изчил қаршилиқ көрсәткән. Мустәқил тәтқиқатчи таран уйғурниң билдүрүшичә, чен лифу билән чен гофу бу һәқтә җяң җешиға йоллиған доклатида, “мәсуд, буғраларни шинҗаңдики йәрлик хәлқ қарши алмайду” дәп баһанә көрсәтсә; ву җуңшин үрүмчидин йоллиған мәхпий телеграммилирида уларни “хәтәрлик адәмләр” , “шинҗаңда техиму зор муқимсизлиққа сәвәб болиду” дәп көрситиду.

Тарихий шаһитларниң әслимилири вә әйса йүсүп алптекинниң хатирәлиригә қариғанда, или инқилаби партлап узун өтмәйла әлихан төрәмниң ләнҗуға мәхпий мәктуп әвәтип, мәсуд сабири қатарлиқ “үч әпәнди” ләрни вәтәнгә қайтишқа җиддий дәвәт қилғанлиқи мәлум. Бу һәқтә пикир баян қилған алимҗан инайәт әпәнди, совет иттипақиниң миллий инқилабтики контроллуқ күчини чоңқур тонуп йәткән әлихан төрәм, совет иттипақиға вә коммунизмға қарши болған “үч әпәнди” ләр билән ичкий һәмкарлиқ орнитишни, болупму муһәммәд әмин буғрадәк диний вә миллий чүшәнчиси кәскин болған кона инқилабчини йениға тартишни көзлигән болуши мумкин, дәйду.

Ву җуңшинниң “алтай” журнилини тақаш вә “үч әпәнди” ниң шәрқий түркистанға қайтишини чәкләш һәққидә буйруқ чүшүрүшни тәләп қилип җяң җешиға йоллиған телеграммиси. 1945-Йил 29-авғуст
Ву җуңшинниң “алтай” журнилини тақаш вә “үч әпәнди” ниң шәрқий түркистанға қайтишини чәкләш һәққидә буйруқ чүшүрүшни тәләп қилип җяң җешиға йоллиған телеграммиси. 1945-Йил 29-авғуст
RFA/Qutlan

Ундақта, буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ниң вәтәнгә қайтиш тәләплирини изчил рәт қилип кәлгән гоминдаң даирилири немә үчүн 1945-йили 10-айға кәлгәндә бирдинла қарарини өзгәртти? буғра өзиниң “сиясий һаятим” намлиқ бийографик язмисида “җаң җиҗуң бизни или тәрәп билән болидиған сүлһи музакирәсидә ‛мушавирә мувазинә‚ (мәслиһәт вә тәңпуңлуқ) унсури болушимизни көзләп, үрүмчигә дәвәт қилди” дәп язиду. Бу һәқтә пикир баян қилған таран уйғур әпәнди, җаң җиҗуңниң “үрүмчи сөһбити” башлиништин бирнәччә күн бурунла “үч әпәнди” ни үрүмчигә чақиртишиниң һәқиқий сәвәби, уларни һәргизму сөһбәткә қатнаштуруш үчүн әмәс, бәлки “тәңпуңлуқ амили” сүпитидә қоллиниш үчүн иди, дәйду.

 Пирофессор алимҗан инайәт әпәнди, гоминдаң тәрәп әң ахирида “үч әпәнди” ниң совет иттипақиға вә коммунизмға қарши мәйданини көздә тутуп, уларни или тәрәп билән болған тинчлиқ сөһбитидә “баланс һасил қилиш” үчүн қолланмақчи болған болса; буғра қатарлиқ “үч әпәнди” буни “вәтәнгә қайтиш вә өз хәлқигә биваситә хизмәт қилишниң бир пурсити” дәп қариған, дәйду.

Алимҗан инайәт әпәнди, гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң толуқ һоқуқлуқ сөһбәт вәкили җаң җиҗуңниң 1945-йили 10-айда “үч әпәнди” ни үрүмчигә қайтишқа дәвәт қилишида мәсуд сабири билән рәһимҗан сабири оттурисидики “туғқанчилиқ мунасивитидин пайдилинип, қарши тәрәпкә бесим ишлитиш” тәк бир йошурун ғәрәзму йошурунған болуши мумкин, дәйду.

“үч әпәнди” ләр ләнҗуда нәшр қилдурған “алтай” журнилиниң қумулға мәхпий тарқатқанлиқи, униңда “түркистан”, “түрк” қатарлиқ сәзгүр темиларға аит мақалиләрниң бесилғанлиқи һәққидә ву җуңшинниң гоминдаң мәркизигә йоллиған телеграммиси. 1945-Йил 4-айниң 1-күни
“үч әпәнди” ләр ләнҗуда нәшр қилдурған “алтай” журнилиниң қумулға мәхпий тарқатқанлиқи, униңда “түркистан”, “түрк” қатарлиқ сәзгүр темиларға аит мақалиләрниң бесилғанлиқи һәққидә ву җуңшинниң гоминдаң мәркизигә йоллиған телеграммиси. 1945-Йил 4-айниң 1-күни
RFA/Qutlan

 Дәрвәқә, “чин түлкиси” дегән нами бар хитай дипломати җаң җиҗуң, “үч әпәнди” ичидики мәсуд сабириниң или тәрәп сөһбәт вәкиллириниң башлиқи рәһимҗан сабирһаҗиниң тағиси вә қейинатиси икәнликини яхши биләтти. Шуңа у тинчлиқ сөһбити башлиниши биләнла мәсуд сабири билән рәһимҗан сабирһаҗи оттурисидики “туғқанчилиқ мунасивити” дин пайдилинип, или тәрәп сөһбәт вәкиллиригә писхикилиқ бесим шәкилләндүрүшни көзлигән болуши, мәсилиниң йәнә бир тәрипи иди.

 (Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.